Ирақтики күртләр районида партлаш йүз берип аз дегәндә 50 киши қаза қилди


2005.05.04

Чаршәнбә күни ирақниң шималидики күртләр олтурақлашқан әрбил шәһиридә өзини өлтүривелиш характерлик партлаш йүз берип, аз дегәндә 50 киши қаза қилди һәмдә 150 тин көп киши яриланди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, вәқә бу йәрдики бир сақчилиққа қобул қилиш мәркизидә йүз бәргән болуп, партлаш садир қилғучи ялғандин сақчилиққа илтимас қилиш нами билән бу мәркәзгә киргән һәтта тизимға алдурушқа кәлгән башқа яшлар биләнму сөзләшкән. Арқидинла у өзидики бомбини партлатқан.

Йеқинқи бир нәччә күнниң ичидә ирақта қаршилиқ вәқәлири бир қәдәр көп йүз бәргән болуп, техи бир күнниң алдидила вақитлиқ ирақ һөкүмити қәсәм берип вәзипә тапшуривалған иди. Ирақ даирилириниң мәлум қилишичә, болупму ирақтидики сақчилар вә сақчилиққа илтимас қилғучилар қаршилашқучиларниң асаслиқ һуҗум қилиш нишани болуп қалған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.