Германийә парламенти хитайниң "лавгәй" түзүмини әйибләйдиған қарар лаһийисини музакирә қилди


2007.05.11

Германийә федерал парламенти пәйшәнбә күни хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини әйибләйдиған бир қарар лаһийисини музакирә қилип, әмгәк билән өзгәртиш түзүми қанунға хилап болған бастуруш характерлик түзүм, дәп әйипләнди.

Хәвәрләргә қариғанда мәзкур қарар лаһийиси бу йил 3 - айда һакимийәт бешидики христян демократлар иттипақи, либерал демократлар партийиси вә йешиллар партийисиниң парламенттики әзалири тәрипидин оттуриға қоюлған. Қарар лаһийисидә хитайниң һөкүмәт тәрәп истилистикилиқ мәлуматлири нәқил кәлтүрүп, хитайдики әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида 200 миң адәмниң тутуп туруливатқанлиқи, бу кишиләрниң һәркүни һәқсиз әмгәккә селинидиғанлиқини тәкитлигән.

Қара лаһийисидә хитай таварлириға бәлгә селип, әмгәк билән өзгәртиш лагирлирида ишләп чиқирилған товарларниң германийә вә явропа базириға еқип киришидин сақлинишқа чақирған. Қарар лаһийисидә йәнә германийә һөкүмитидин хитайниң өктичи затларға зиянкәшлик қиливатқанлиқини әйибләш тәләп қилинди.

Қарар лаһийиси пәйшәнбә күни авазға қоюлуштин бурун, хитайниң германийидә турушлуқ әлчиханиси язма шәкилдә нота тапшуруп, бу қарар җуңгониң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ, дәп наразилиқ билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.