Америка авам палатаси тәйвән билән дипломатик алақини әслигә кәлтүрүш һәққидә қарар лайиһиси оттуриға қойди
2005.02.17
Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси чаршәнбә күни бир қарар лайиһисини оттуриға қоюп, америкидин бир хитай принсипидин ваз кечип, тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини әслигә кәлтүрүшни тәләп қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу қарар лайиһисини америка димократчилар вә җумһурийәтчиләр партийисиниң парламент әзалири бирликтә оттуриға қойған. Мәзкур қарар лайиһисини тонуштурған парламент әзаси том танкирә до: "америка 'бир хитай пиринсипи ни бикар қилиши керәк. Чүнки бу принсип тәйвәнни хитайниң бир қисми дәп етирап қилғанлиқ . Тәйвән әркин , өз игилик һоқуқиға игә бир дөләт" -дегән.
Америка авам палатаси бу қарар лайиһисини оттуриға қойғандин кийин, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән пәйшәнбә күни баянат елан қилип: "америка авам палатасиниң бу қарар лайиһиси хитайниң ички ишлириға қопаллиқчә арилашқанлиқ. Хитай һөкүмити буниңға қәтий қарши туриду" деди.
Америка 1979 - йили хитай билән дипломатик мунасивәт орнитиш билән биллә, тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини үзгән иди. (Арзу)