Тәйвәнниң сабиқ президенти ли диңхүйниң америка зиярити хитайниң ғәзипини қозғиди
2005.10.20
Тәйвәнниң мустәқиллиқни яқлайдиған сабиқ президенти ли диңхүй чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә уюштурулған бир зияпәттә нутуқ сөзләп, компартийә һакиммутләқлиғидики хитайниң дуняниң бихәтәрликигә хәвп икәнликини билдүрди.
Ли диңхүй сөзидә, "демократийә билән әркинлик, тәйвән вә америка ортақ қоғлишиватқан ғайә. Һалбуки хитайниң демократийилишиши асиядики тоқунушларниң алдини алидиған зөрүр амил" дәп билдүрди.
Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси хитай ишлири гурупписиниң башчилиқида уюштурулған бу қетимқи ли диңхүйни күтүвелиш йиғиниға америкиниң икки палатасиниң 20 дин артуқ әзаси қатнашти вә сөз қилди.
Улар хитай рәһбәрлирини "мустәбит һөкүмдарлар" дәп атап, ли диңхүйни тәйвәнниң " демократийә пешваси" дәп тәриплиди. Күтүвелиш йиғинида сөз қилған қисмән палата әзалири, тәйвәнниң хәлқара органларға қатнишишини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Ли диңхүйниң бу қетимқи америка зияритиниң асаслиқ мәқсити , тәйвән хитайниң қораллиқ һоҗумиға учриған әһвалда америкини тәйвәнни қоғдашқа чақириш иди.
Ли диңхүйниң бу қетимқи америка сәпири вә дөләт мәҗлисидә сөзлигән нутуқиға қарита, хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип,ли диңхүйни чатақ чиқарғучи дәп атап, уни америка - хитай мунасивитини бузушқа уруниватиду дәп әйиблиди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир әзаси президент бушқа тәйвән мәсилиси һәққидә хәт язди
- Америка тәйвәнгә сетип бәргән уруш парахотини бу йил йәткүзмәкчи
- Пен тагон: хитайниң һәрбий күчини күчәйтиши тәйвәнниң бихәтәрликигә тәсир көрситиду
- Америка тәйвәндики әң юқири дипломатини алмаштурмақчи
- Америкиниң сабиқ президенти бил клинтон тәйвәнни зиярәт қилди