Америка, ливандики чәтәл ишғалийитини ахирлаштуруш вақти кәлди, деди


2005.02.15

Америка һөкүмитиниң баянатчиси, сүрийә қошунлириниң ливандики ишғалийитигә хатимә берип, ливан мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш вақти кәлгәнликини билдүрди. Ақ сарайниң баянатчиси миккилиланниң билдүрүшичә, америка б д т хәвпсизлик кеңәшидики дөләтләр билән сүрийиниң ливандики ишғалийитигә хатимә бериш шундақла харириниң қатилини җазалаш мәсилисини музакирә қилған.

Бу арида америка сүрийидики баш әлчисини вашингтонға чақиртип, сабиқ ливан баш министири харириниң өлүмини шундақла ливанда қайтидин ички уруш партлаш иһтималлиқиниң бар - йоқлиқини сүрүштүргән. Америкиниң сүрийидики баш әлчиси маргарет скобей,дәмәшқтин айрилиштин илгири сүрийә даирилиригә америкиниң харириниң өлүмигә җидди қараватқанлиқи тоғрисидики хетини тапшурған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бавчер, сүрийини бивастә тәнқид қилмиди. Бирақ у, "дүшәнбә күнки партлаш сүрийиниң ливандики ички бихәтәрликни сәвәп қилип ливанда қошун турғузушиға гуман туғдурди" дәп көрсәтти.

Б д т баш катипи кофи аннан сүрийә президенти башар әсәдкә хәт йезип, сүрийидин ливандики қошунлирини елип чиқип кетишни тәләп қилған. Б б с хәвәр қилишичә, дүшәнбә күни бейруттики партлаш вәқәсидә өлгән сабиқ ливан баш министири харири, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумға учриған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.