Сүрийә ливандики қошунини 5 - айғичә чекиндүрүп чиқмақчи
2005.03.09
Сүрийәпәрәс ливан президенти әмил лаход чаршәнбә күни парламент әзалири билән һөкүмәтни қайта тәшкилләш мәслисини музакирә қилишқа башлиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, парламент әзалири президентқа, ливандики сүрийигә қарши өктичиләрниң бесими астида баш министирлиқ вәзиписидин истипа бәргән омар карамини қайтуруп келиш тәклипини бәргән. Бу әлвәттә ливандики өктичиләрниң наразилиқини қозғайду.
Буниң билән бир вақитта йәнә, сүрийә армийиси ливанниң шәрқидики қошунлирини қайта орунлаштурушқа башлиди. Бу уларниң ливандин чекинип чиқишидики биринчи басқуч иди.
Сәйшәнбә күни сүрийиниң америкида турушлуқ баш әлчиси мустафа сүрийиниң ливандики қошунлирини 5 - айда өткүзүлидиған ливан парламент сайлимидин бурун чекиндүрүп болидиғанлиқини билдүрди. Буниңдин авал бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә америка һөкүмити сүрийиниң ливандики қошунини чекиндүрүшни тәләп қилған иди.
Феврал ейиниң ахирлиридин башланған сүрийигә қарши күчләрниң намайиши давамлишиватқан пәйттә, сәйшәнбә күни ливандики сүрийини қоллайдиған нәччә йүз миң киши намайиш өткүзди. Шундақла бу қетимлиқ намайишниң көлими сүрийигә қарши елип берилған намайишлардинму чоң болған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сүрийә, ливандики қошунлирини март ичидә чекиндүриду
- Америка сүрийиниң ливандики қошунлирини пүтүнләй елип чиқип кетишини тәләп қилди
- Иран, сүрийә билән бир сәптә туруп тәһдиткә ортақ тақабил туридиғанлиқини җакарлиди
- Америка сүрийини ливанниң ички ишлириға арилашмаслиққа агаһландурди
- Америка, ливандики чәтәл ишғалийитини ахирлаштуруш вақти кәлди, деди