Ливанда тоқунуш йүз бәрди
2007.05.20
Ливанда һөкүмәт қошунлири билән әсәбий унсурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди. Ливан ахбарат даирилириниң ашкарилишичә, бу тоқунуш йәкшәнбә күни ливанниң шималидики порт шәһири триполидики бир пәләстин мусапирлар лагери әтрапида йүз бәргән. Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, аз дегәндә 30 нәччә адәм өлгән.
Бу қетимқи тоқунушниң келип чиқиши һәққидә һәр хил қараш бар, лекин б б с агентлиқиниң мәлуматиға асасланғанда, триполиниң шималидики пәләстин мусапирлар лагериға хәлқаралиқ келишим бойичә ливан армийисиниң кириши чәкләнгән болсиму, бирақ бихәтәрлик даирилири банка булиған бир булаңчиларниң бу йәргә йошурунғанлиқи сәвәби билән уларни издәш үчүн лагерға киргәндә мәзкур тоқунуш келип чиққан. Сүрийә вәқәдин кейин ливан билән болған икки чегра өткилини тақивәткән.
Хәвәрләргә асасланғанда, мәзкур вәқә ливан билән исраилийә арисидики уруш тохтап, тинчлиқ орнитилғандин кейин йүз бәргән әң чоң бир қетимлиқ вәқә болуп һесаблинидикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә ғәрб әллири ливанни қайта қуруш хизмитигә ярдәм көрситиғанлиқини билдүрди
- Ливанда һезбулланиң қоллиғучилири һөкүмәткә қарши намайиш елип барди
- Русийә билән қирғизистан бирләшмә һәрбий маневир өткүзди
- Ливанда уруш тохтитиш қараридин кейин тәрәпләр арисида чоң тоқунуш болмиди
- Исраилийә ливанға қаратқан һуҗумини давамлаштурмақта
- Хәлқара җәмийәт оттура шәрқтә уруш тохтитишни тәләп қилмақта
- Исраилийә ливанда қаза қилған б д т хадимлириға қайғусини ипадилиди
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми давамлашмақта