Ливан һөкүмәт қошуни билән исламий күчләр арисида тоқунуш йүз бәрди
2007.09.02
Ливан һәрбий даирилири йәкшәнбә күни ливанниң тириполи шәһириниң шималидики пәләстин мусапирлири лагери әтрапида ливан һөкүмәт қошунлири билән бу җайға йошурунған пәләстин фатаһ тәшкилатиниң қораллиқ гуруппилири арисида тоқунуш йүз берип, аз дегәндә икки тәрәптин 20 нәччә адәмниң өлгәнликини елан қилди.
Бу йәрдики 100 дин артуқ фатаһ исламий тәшкилатиниң әзалири мәзкур мусапирлар лагеридин айрилиш үчүн һәрикәт қилған болуп, нәтиҗидә тоқунуш келип чиқип, йәттә нәпәр фатаһ әзаси тутулған 20 нәччә нәпири өлгән, ливан тәрәптин икки адәм чиқим болған. Бу йәрдә һазир 100 дин артуқ қораллиқ фатаһ тәшкилатиниң әзаси бар болуп, тунҗи җәң 5-айда партлиғандин кейин ливан армийиси уларни қорал ташлашқа қистап қоршивалған иди.
Ливандики мәзкур пәләстин мусапирлар лагерида 30 миңдин артуқ адәм бар болуп, бу җай әмәлийәттә, пәләстин исламий гуруппиларниң тәрбийилиниш мәркизигә айлинип қалған икән. Ливан -исраилийә урушидин кейин, ливан һөкүмити бу җайни тазилашни қарар қилған болуп, пәләстин исламий гуруппилири билән ливан һөкүмәт армийиси арисида тоқунуш йүз берип, икки тәрәптин 300 гә йеқин адәмниң өлүши келип чиққан. Нөвәттә, мусапирларниң зор көпчилики лагердин қечип кәткән болуп, қораллиқ гуруппилар давамлиқ қорал ташлашни рәт қилған.( Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақтики вәзийәт йәнила җидди һаләттә турмақта
- Америкиниң җәңчи робатлири ирақта урушқа қатнашмақта
- Хитай : ирақта байқалған хитай қораллири һәққидә инкас билдүрди
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
- Җорҗ буш хәлқара йиғин чақирип оттура шәрқниң тенчлиқини қолға кәлтүрүшни тәшәббус қилди
- Исраилийә һөкүмити 250 тутқунни қоюп бериду
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Пәләстин йеңи һөкүмити қурулди