Сүрийә, ливандики қошунлирини март ичидә чекиндүриду


2005.03.07

Сүрийә президенти башар әсәд билән ливан президенти әмил лаһуд дүшәнбә күни дәмәшқтә учришип, ливандики сүрийә қошунлирини чекиндүрүшни 3 - айниң ахирлириғичә тамамлаш мәсилиси бойичә келишим һасил қилди.

Қошун чекиндүрүш пилани бойичә ливан пайтәхти бейрут әтрапидики 5 миң кишилик сүрийә қошуни дәсләпки қәдәмдә чекиндүрүлидикән. Бирақ қалған 14 миң кишилик сүрийә қошуниниң қачан чекинидиғанлиқи техи ениқланмиған. Франсийә, германийә, сәуди әрәбистан шундақла америка қатарлиқ дөләтләр, сүрийиниң ливандики қошунлирини дәрһал чекиндүрүшини тәләп қилмақта. Башар әсәд билән әмил лаһуд, дүшәнбә күни қошун чекиндүрүш пиланини музакирә қилған.

Улар қошун чекиндүрүш тоғрисидики қошма баянатида, икки дөләтниң һәр хил риқабәтләргә қарши давамлиқ һәмкарлишидиғанлиқини тәкитлиди. Амма америка, франсийә, германийә қатарлиқ дөләтләр, қошун чекиндүрүш пилани, хәлқара җәмийәтниң үмидини ақлиямиғанлиқини илгири сүрмәктә. Ройтерс ахбарат агентлиқи, бейрут әтрапидики сүрийә қисимлириниң йүк - тақлирини йиғиштуруватқанлиқини хәвәр қилди. Дүшәнбә күни бейруттики шеһитләр мәйданида сүрийигә қарши нәччә он миң кишилик йиғилиш өткүзүлгән. Бирақ қошун чекиндүрүш қарари ливандики сүрийәпәрәс һизбулла партизанлар һәрикитиниң қарши турушиға учриди. Һизбулла сәйшәнбә күни қошун чекиндүрүшкә қарши кәң -көләмлик намайиш өткүзидиғанлиқини җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.