Лондонда сақчилар пәйшәнбә күнки партлаш вәқәси билән мунасивәтлик бир кишини етип өлтүрди


2005.07.22

Әнгилийә пайтәхти лондонда пәйшәнбә күни йүз бәргән 4 йәрдики партлаш вәқәсидин кейин, сақчилар җүмә күни лондон йәр асти пойизида гуманлиқ бир әр кишини етип ташлиди.

Әнгилийә сақчи даирилириниң ашкарилишичә, йәр асти пойизида етип ташланған гуманлиқ унсурниң пәйшәнбә күни йүз бәргән партлаш вәқәлири билән бивастә мунасивити барикән.

Сақчилар өлгүчиниң салаһийитини ениқлашқа тиришмақта. Вәқәни өз күчи билән көргүчиләрниң билдүрүшичә, сақчилар гуманлиқ үнсүрниң арқидин қоғлап келип йәргә ятқузғандин кейин етип ташлиған. Хәвәрләргә қариғанда өлгүчиниң үстигә бомба теңилған болуши мумкин.

Лондонда пәйшәнбә күни икки һәптидин бери иккинчи қетим партлаш вәқәлири йүз бәрди. Сақчиларниң ашкарилишичә, әмәлгә ашмиған 4 йәрдики партлаш вәқәсидә бомбиниң пилики от алған, әмма партлатқуч дориси партлимиған. Вәқәдә адәм өлмиди, әмма вәқәни пиланлиғучилар қечип кәткән иди. Сақчилар җүмә күни вәқә садир қилғучи унсурларниң рәсимини елан қилған.

Хәвәрләргә қариғанда лондондики 4 йәрдә байқалған партлатқуч бомбиниң чоң - кичиклики вә химийиви тәркиби, 7 - июлдики партлаш вәқәсидә ишлитилгән бомбилар билән охшашкән. 7 - Июлда йүз бәргән йәр асти пойиз вә аптобусдики партлаш вәқәлиридә 56 адәм өлгән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.