Лондон даирилири хата өлтүрүш үчүн бразилийидин әпу сориди
2005.07.24
Әнглийиниң б б с а агентлиқиниң учуриға қариғанда, җүмә күни әтигәндә лондон шәһиридики йәр асти пойиз истансисида террорлуқ билән гуман қилинип, сақчи хадимлири тәрипидин етип өлтүрүлгән адәмниң уқушмаслиқтин садир болған хата өлтүрүшкә дуч кәлгәнлики паш болған. Өлгүчи 27 яшлиқ бразилийилик електир ишчиси җан чарлиз болуп, у әтигәндә хизмәткә маңғанда сақчилар униң өзи билән партлатқуч бомба елип маңғанлиқидин гуман қилип, уни тохтатмақчи болған, бирақ у сақчилар билән һәмкарлашмай қачқан. Нәтиҗидә нәқ мәйданда етип ташланған икән.
Бу мунасивәт билән бразилийә ташқи ишлар министири селсо аморим лондонға йетип келип, лондон даирилиридин бу вәқәни тәпсилий ениқлашни тәләп қилған. Лондон сақчи даирилири тәкшүрүш арқилиқ бразилийилик өлгүчи үстидин дәсләп чиқарған " партлитиш вәқәси билән мунасивәтлик" дегән йәкүнни инкар қилип, униң гунаһсизлиқини етирап қилиш билән өлгүчиниң аилисидин әпу сориған. Бирақ, өлгүчиниң уруқ-туғқанлири буниңға наразилиқ билдүрүп, пәқәт ағзаки әпу сорашниң йетәрлик әмәсликини, төләм төлүниши керәкликини тәләп қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмитиниң әскәртишичә, лондонда партлиған бомба хитайда ясалмиғанкән
- Лондонда сақчилар пәйшәнбә күнки партлаш вәқәси билән мунасивәтлик бир кишини етип өлтүрди
- Тоний блейр әнглийидики ислам дини рәһбәрлири билән көрүшти
- Лондондики партлаш вәқәсини садир қилғучи гумандарлар әнгилийә граждани
- Әнгилийә сақчилири лондонда нормал һаятниң әслигә келишини тәшәббус қилмақта