Әнгилийә лондондики партлаш дилосиға четишлиқ дәп 6 адәмни қолған алди


2005.07.31

Әнгилийә сақчи даирилири йәкшәнбә күни, әнгилийиниң җәнубида 6 адәмни, 7 - айниң 21 - күни лондон қатнаш вастилирида елип бармақчи болған, әмма әмәлгә ашмиған партлитиш дилосиға четишлиқ дәп гуманлинип қолға алди.

Буниңдин сирт, әнгилийә сақчилири тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған террор гумандари осман һусәйин, римда италийә сақчилири тәрипидин қолға елиниш билән биргә, италийиниң шималида мәзкур дилоға четишлиқ йәнә бир әнгилийилик қолға елинған.

Ефиопийидә туғулған 27 яшлиқ осман һусәйин, әнгилийә пуқраси болуп, униң әсли исми һамди исақ икән, у италийә сақчилиридин, өзиниң әнгилийә сақчилириға тапшурулмаслиқини тәләп қилған.

Мутәхәссисләрниң тәкитлишичә, гәрчә яврупа иттипақиға әза һәрқайси дөләтләр арисида түзүлгән террорчилиққа қарши туруш тохтамнамисида, җинайәтчиниң дәрһал тәвә болған дөләткә қайтурулуши бекитилгән болсиму, әмма 7 - июл лондонда йүз бәргән партлашта бир италийилик һаятидин айрилған болуп, әгәр италийә тәрәп, әнгилийилик җинайәтчини өзи сотлашни халиса, у һалда италийә соти нөвәттә өз тәвәликидә қолға елинған бу җинайәт гумандарлири үстидин һөкүм чиқириш һоқуқиға игә болидикән.

Италийә сақчилириниң ейтишичә, қолға елинған мәзкур террор гумандари осман һусәйин, партлитиш мәқсидини ишқа ашуралмай, италийигә қечип кәлгән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.