Лондунда, мусулманларниң илим вә пән саһәсидики кәшпиятлири һәққидә көргәзмә ечилди
2008.03.01
Әнгилийиниң пайтәхти лондонда, мусулманларниң илим вә пән саһәсидики иҗад вә кәшпиятлири бу саһәдә дуня мәдәнийитигә қошқан һәссиси һәққидә бир көргәзмә ечилған болуп, көргәзмидә мусулман алимларниң 6- әсир билән 16- әср арисида илим вә пән саһәсидики кәшпият вә иҗадийәтлириниң нәмунилири намайиш қилинған.
Көргәзмидә оттура асия, оттура шәрқ, африқа вә җәнубий явропада яшиған мусулман алимларниң математика, астрономийә, хемийә, җуғрапийә, тиббий қатарлиқ илим вә пән саһәлиридики иҗадийәтлири вә бу саһәдә оттуриға чиқарған кәшпиятлири, көрситилгән.
"1001 Кәшпият" намлиқ бу көргәзмә, дуня җамаәтчиликигә, болупму йеңи нәсилләргә мусулманларниң илим вә пән саһәсидики миң йиллиқ утуқлири вә мусулман алимларниң илим вә пәнниң тәрәққиятида дуня мәдәнийитигә қошқан бибаһа һәссисини тонуштуруш вә дуня җамаәтчиликигә ислам динини техиму яхши чүшәндүрүшни мәқсәт қилидикән.
Әнгилийә һөкүмити вә бирнәччә хәлқаралиқ мусулман тәшкилатиниң қатнишиши билән өткүзүлгән бу көргәзмә май ейиғичә давамлишидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лондондики қәшқәр кочиси һәққидә параңлар
- Әнгилийә чегра вә көчмәнләр идариси визиси өтүп кәткән чәтәлликләр һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитай германийидә көргәзмә қилған 'чин шихуаң қәбристанлиқидин тепилған сапал һәйкәл' ялған мал икән
- Америка алими русийиниң мусулман дөлитигә айлиниши мумкинликини оттуриға қойди
- Әнгилийә лондондики партлаш дилосиға четишлиқ дәп 6 адәмни қолған алди
- Лондон даирилири хата өлтүрүш үчүн бразилийидин әпу сориди
- Лондонда сақчилар пәйшәнбә күнки партлаш вәқәси билән мунасивәтлик бир кишини етип өлтүрди
- Тоний блейр әнглийидики ислам дини рәһбәрлири билән көрүшти
- Лондондики партлаш вәқәсини садир қилғучи гумандарлар әнгилийә граждани
- Әнгилийә сақчилири лондонда нормал һаятниң әслигә келишини тәшәббус қилмақта
- Әнгилийә сақчилири партлаш вәқәсидин кейин 3 кишини қолға алди