Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
2007.08.09
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневири пәйшәнбә күни, уйғур елидә рәсмий башланди. Хитай вә русийә армийиси қатнашқан " тенчлиқ бурчи 2007 " намлиқ һәрбий маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин бери өткүзүлгән 3 - қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневир һесаблиниду.
9 - Авғусттин 17 - авғустқичә давамлишидиған маневир уйғур елидә башлинип русийиниң челябински областида ахирлишиду. Маневирға русийиниң 2000 әскири , 36 урушчи вә тик учар айрупилани, хитайниң 1700 әскири, 46 айрупилани болуп, 6 миңдин артуқ әскәр қатнишиду.
Бу қетимқи маневирға қазақистан, таҗикистан айрим - айрим һалда һәрбий қисимлирини қатнаштурғандин сирт, қирғизистан вә өзбекистанларму алаһидә қисимлирини қатнаштурди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 6 дөләтниң, һәрбий шитаб башлиқлири пәйшәнбә күни үрүмчидә, террорлуққа қарши һәрбий маневирниң рәсмий башланғанлиқини елан қилди.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав, мушу айниң оттурилири русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәзкүр бирләшмә маневирини көздин кәчүриду.
Ху җинтав йәнә, 14 - авғусттин 18 - авғустқичә қирғизистанда зиярәттә болуш биргә, қирғизистанда өткүзилидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң башлиқлириниң учришишиға қатнишиду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду
- Америка, тинч окян районида һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Моңғулийидә америка қатарлиқ тоққуз дөләт бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
- Америка һәрбий әмәлдари: америка тәйвәнни қоғдаш иқтидариға игә
- Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи
- Қирғизистан билән америка 2008-йили америкида бирләшмә маневир өткүзиду