Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди


2007.08.11

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң " тинчлиқ бурчи2007 " дәп аталған һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми шәнбә күни русийиниң чилябинский районида башланди.

Бу һәрбий маневир, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң аталмиш үч хил күчләргә йәни бөлгүнчилик, террорчилиқ вә әсәбий диний күчләргә қарши туруш ирадисини ипадиләш вә һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидикән.

Ғәрблик мүтәхәсисисләр, болупму хитай һөкүмитиниң, аталмиш үч хил күчләргә зәрбә беришни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрикәт пилани ичигә киргүзүш арқилиқ, уйғур мустәқилчилириниң оттура асия вә явру-асия районлиридики паалийәт даирисини тарайтишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрмәктә.

Уларниң ейтишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң икки асаслиқ йетәкчисиниң бери болған русийиму өз пиланини әмәл гә ашурушқа урунмақта. Улар, русийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әзалири билән бирликтә һәрбий маневир өткүзүш арқилиқ, болупму оттура асия дөләтлири билән болған һәрбий һәмкарлиқини күчәйтип, америкиниң районда тәсир даирисини кеңәйтишиниң алдини елишқа тиришиватқанлиқини тәкитлимәктә.

Гәрчә, бәзи ғәрб вә русийә мәтбуатлирида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири һәққидә чиққан хәвәрләрдә, ғәрб дөләтлири билән мунасивәтлири барғансири йириклишиватқан русийә президенти путинниң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини сиясий вә һәрбий бир иттипаққа айландурушни пиланлаватқанлиқи тәкитләнгән болсиму, әмма шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәркизи шаңхәйдики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тәтқиқат мәркизиниң директори пан гуваң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бир һәрбий иттипаққа айланмайдиғанлиқини билдүргән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.