Бәш дөләт йеқинда өткүзүлидиған һәрбий маневирниң хитайға қаритилғанлиқини инкар қилди
2007.08.24
японийә, америка, австралийә , һиндистан вә сингапорлар келәр ай бенгал қолтуқида өткүзмәкчи болған бирләшмә һәрбий маневирниң хитайға қаритилғанлиқини инкар қилип, маневирниң терроризм, деңиз қарақчилири вә маневирға қатнашқучи дөләтләр арисидики һәмкарлиқни күчәйтишкә қаритилғанлиқини билдүрди.
Америка тинч окян қисимлириниң қомандани адмирал тимотий кетиң, бейҗиң даирилириниң маневирни хитайға қаритилған, дәп қаримаслиқини үмид қилди. У , "америка вә башқа дөләтләрниң хитайни йетим қалдуруш мәқсиди йоқ," дәйду. Гәрчә маневирға қатнашқучи дөләтләр маневирниң хитайни чәкләшкә қаритилғанлиқини инкар қилған болсиму, лекин анализчилар асия - тинч окян районидики муһим дөләт һесаблинидиған хитайниң маневирға қатнаштурулмиғанлиқи хитай һәрбий күчиниң, болупму деңиз армийә күчиниң тез кеңийиватқанлиқини чәкләшкә қаритилған, дәп муһакимә қилишмақта.
9 - Айниң 4 - күни башлинидиған һәрбий маневир 6 күн давамлишидиған болуп, америка маневирға 2 данә авиаматка вә 11 данә уруш парахоти, японийә 2 данә уруш парахоти, австралийә бир қоғлиғучи парахот билән бир май қачилаш парахоти қатнаштурмақчи. Бенгал қолтуқи хитайлар бу райондики берма вә бенгаллар билән һәмкарлиқни күчәйтип, бир деңиз армийә базисиға игә болушни ойлаватқан истиратегийилик әһмийити зор райондур.
Маневирға қатнишидиған дөләтләр һәрбий әмәлдарлири пәйшәнбә күни һиндистан пайтәхти йеңи деһлиға йиғилип, маневирниң күнтәртипи үстидә музакирә елип барди. Шу күни японийә баш министири һиндистан зияритини ахирлаштурған болуп, у йеңи деһлида һиндистан, японийә, австралийә вә америкилар һәмкарлиқни күчәйтиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди, лекин хитайниң исмини тилға алмиди. ( Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дөләт рәиси қазақистан зияритини башлиди
- Канада америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға сияси панаһлиқ бериш тәлипини рәт қилған
- Хоңкоң содигәрлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңиниң "қурбани болуш"тин әнсирәйду
- Америка дуня сода тәшкилати хитайдин нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишни тәләп қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Америка б д т дин, тәйвән хитайниң бир қисими дегән баянатини түзүтишини тәләп қилмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду