Америка тәйвәндә өткүзүлидиған һәрбий маневирни көзитиду
2005.02.21
Тәйвән даирилириниң йилда бир қетим өткүзидиған "хәнгуаң – 21" намлиқ һәрбий маневири компютер арқилиқ америка һәрбий даирилиригә бағлинидикән. Маниверни японийә һәрбий даирилириму компютер арқилиқ күрүп туруши мумкин. Әгәр бу әмәлгә ашса японийә, америка вә тәйвән қатарлиқ үч тәрәпниң тунҗи қетим һәрбий маневир җәрянини компютер арқилиқ бир биригә бағлиши болуп һесаблинидикән.
Тәйвән президент ишханиси дүшәнбә күни һәрбий маневир өткүзүш пиланини музакирә қилған. Бу хәвәр америка билән японийиниң вашингтонда тәйвәнни икки дөләт бихәтәрлик рамкисиниң ечигә алидиғанлиқини җакарлап, 2 - 3 күндин кейин елан қилинди.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, тәйвән һәрбий даирилири өткән йилқи маневирда америкиниң "уруш районида бирләшмә уруш қилиш компютерда көзүтүш системиси" ни ишләткән.
Бу йилқи маневир америка тинч окян армийиси қоманданлиқ штабиниң компютер системисигә бағлиниду. Көзәткүчиләр, бу әһвал америка, японийә вә тәйвән оттурисидики һәрбий һәмкарлиқниң күчийиватқанлиқидин дирәк беридиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Тәйвән даирилири болса бу мәсилигә еһтиятчанлиқ билән муамилә қилип, маневирни "йилда бир қетим елип берилидиған адәттики маневир" дәп чүшәндүрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи, японийә - америка дөләт мудапиә вә ташқи ишлар министирлириниң вашингтонда елан қилған бихәтәрлик һәмкарлиқ келишимини "хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилишиш" дәп тәнқидлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, америка вә японийиниң тәйвәнни икки дөләт бихәтәрлик рамкиси ичигә алғанлиқини әйиплиди
- Америка билән японийә, тәйвәнни икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә алиду
- Америка авам палатаси тәйвән билән дипломатик алақини әслигә кәлтүрүш һәққидә қарар лайиһиси оттуриға қойди
- Тәйвәнниң сабиқ президенти ли доңхуй японийә зияритини башлиди
- Америкиниң тәйвәндики баш әлчиханиси вәзиписидики институти бина селиш үчүн 99 йиллиқ иҗаригә қол қойди
- япунийә һөкүмити тәйвәнниң сабиқ перзидентиға виза беришни қарар қилди
- Америка тәйвәндики оргиниға һәрбий әмәлдар әвәтмәкчи