Хитай америка һәрбий манивериға тунҗи қетим көзәткүчи әвәтип қатнаштурди


2006.06.20

Җуңго шәрқий филлипиндики гуам арилида дүшәнбә күни башланған америка деңиз армийиси һәрбий манивериға тунҗи қетим 10 кишилик бир һәрбиий көзәткүчиләр әвәтип қатнаштурди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, маниверға көзәткүчи болуп қатнашқан хитай һәрбий вәкилләр өмики деңиз, һава армийә қисимлириниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини асас қилип қурулған.

Манивер өткүзүватқан бу қисимлар тәйвән боғузида тоқунуш йүз беришкә қарши һәйвә қилиш ролини ойнаватқан муһим қисимлар иди. Хитай тәйвәнни җуңго зимининиң айрилмас бир қисими, дәп қаримақта вә тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса ,һәрбий һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландурсиму, лекин америка тәйвән боғузиниң мәвҗут һалитини өзгәртишкә қарши турудиғанлиқини әскәртип кәлди.

5 Күн давамлишидиған маниверға 3 авиаматкини өз ичигә алған 22 миң әскәр, 280 айрупилан вә 30 данә парахот иштирак қилған. Хитай һәрбий көзәткөчиләр өмики йәкшәнбә америкиниң роналд реган намлиқ авиаматкисини зиярәт қилди. Маниверға қатнишиш тәклипи 5 - айда америка тинч окян қисимлириниң қомандани вилям фаллун тәрипидин хитай һәрбий даирилиригә йәткүзүлгән иди.

Хитай дөләт мудапиә министирлиқи хитай һәрбий вәкилләр өмикиниң маниверға көзәткүчи сүпитидә қатнашқанлиқини " җуңго - америка һәрбий алақисиниң муһим тәркипи қисими" деди. Бу қетимқи маниверға "җәсур қалқан" дәп нам берилгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.