Непалдики мавчилар өткүнчи һөкүмәткә кирди


2007.04.01

Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, непалдики сабиқ мавчи қораллиқ күчләрниң бәш нәпәр хадими непал өткүнчи һөкүмитигә киргән. Хәвәргә қариғанда, бу бәш нәпәр мавчи қәсәм берип вәзипә тапшурувалған.

Непалдики мавчилар хитай компартийисиниң даһийси мавзедоңни үлгә тиклигүчи коммунистлардин ибарәт болуп, улар он йилдин буян һөкүмәт билән уруш қилған. Нәтиҗидә 13 миң адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған.

Мавчилар билән непал һөкүмити төт ай бурун тинчлиқ келишими түзгән иди. Мавчилар непал һөкүмитидики учур, йәрлик тәрәққият ишлири, пилан игилики, орманчилиқ һәм балилар вә аяллар ишлирини өз ичигә алған министирлиқларға рәһбәрлик қилишни қолға алған болуп, баш министирлиқ вәзиписи йәнила һөкүмәт тәрәптин бекитилгән.. Бу йил 6-айда улар йәнә парламент сайлими елип беришқа қошулған.

Непал мавчилири йәнә непал падишаһлиқ түзүмини йоқ қилишни тәләп қилған болуп, нәтиҗидә, непал падишаһи көп партийә бирләшкән һөкүмәтни қурушқа мәҗбур болған.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.