Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди
Пакистанда чиқидиған " деһли таймиз" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити, пакистан ички ишлар минситири афтап әхмәтхан шерпав ниң хитай зиярити җәрянида пакистандики 20 уйғур паалийәтчини тутуп хитайға тапшуруш мәсилисини рәсми оттуриға қойидикән. Пакистан ички ишлар минситири шерпав, бейҗиңда өткүзүлидиған хитай- пакистан террорчилиққа қарши бирләшмә хизмәт гурупписиниң йеғинға қатнишиш үчүн 25 июн күни хитайға бармақчи.
Хитай һөкүмити йеқинда пакситан һөкүмитидин пакситанниң қәбилиләр районида йошурунған 20 әтрапида уйғур паалийәтчини хитайға тапшуруп беришни тәләп қилған иди.
Деһли тайимиз гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, бу мәсилә пакситан ички ишлар министириниң хитай зиярити җәрянида хитай рәһбәрлири билән елип баридиған сөһбитиниң әң муһим темисини тәшкилләйдикән. Хитай һөкүмити, пакистан даирилиридин болупму, пакистан ички ишлар минситири хитайға қаратқан зияритини башлаштин бурун пакистандики уйғур паалийәтчиләр һәққидә тәпсили мәлумат игиләп хитайға тапшурушини тәләп қилған.
Хитай һөкүмити шәрқий түркистан исламий һәрикитигә мәнсуп уйғур паалийәтчилириниң һелиму пакистанниң қәбилиләр районида паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.(Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайдин өлүм җазасини азайтишни тәләп қилди
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилди
- Пакистан һөкүмити милтантлар билән келишим имзалиди
- Карачидики партлашта өлгәнләрниң сани 57 гә йәтти
- Пакистанда йүз бәргән партлаш вәқәси, бушниң бу дөләттә елип бармақчи болған зияритигә тәсир көрситәлмәйду
- Пакистан хитайдин ядро реактор қазини сетивелиш үстидә сөһбәт елип бармақта
- Кәшмирдики йәр тәврәштики апәттин қутқузуш ишлири йитәрсиз болмақта
- Кондолиза райс пакистанни зиярәт қилди