Хитай билән русийә пат арида бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду


2005.07.06

Хитай билән русийә бу йил 8 - айниң 18 - күнидин 26 - күнигичә бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшни қарар қилған.

Франсийә агентлиқи чаршәнбә күни, хитай һөкүмәт мәтбуатиниң хәвирини нәқил кәлтүрүп, хитай қуруқлуқ, деңиз , һава армийиси билән русийә һава армийиси вә деңиз армийисидин тәркип тапқан 8000 кишилик һәрбий қисим " 2005 - йилдики тинчлиқ буйруқи" намида бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә көрситилишичә, бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиған йәр хитайниң хуаңхәй деңизи әтрапи болуп , русийә һава армийиси SU 27 типтики урушчи айропиланини мәзкур маневирға қатнаштуридикән. Хитай тәрәп, ядролуқ су асти параходи вә су асти параходиға тақабил туралайдиған қоралларни ишлитидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.