Һиндистан путбол чолпини бейҗиң олимпик мәшилини тошушни рәт қилди


2008.04.01

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, олимпик мәшили һиндистанға йетип кәлгәндә, уни һиндистанниң путбол чолпини байчуң бутияниң тошуйдиғанлиқи пиланланған икән.

Әмма, байчуң бутия сәйшәнбә күни һиндистанниң пайтәхти йиңи деһлидә мухбирларға бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини вә бейҗиң олимпик мәшилини қолиға алмайдиғанлиқини баян қилған.

Байҗуң бутия, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушиға наразилиқ билдүрүш үчүн, бейҗиң олимпик мәшилини тошушни рәт қилған дунядики тунҗи атағлиқ тәнһәрикәтчи һесаблинидикән.

Бу арида, чәтәлләрдики тибәтләр, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушиға қарши наразилиқ һәрикәтлирини давамлаштуруватқан бир пәйттә, хитай һөкүмити, тибәт мустәқилчилириниң " өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар елип бериш " ни пиланлаватқанлиқини билдүрди. Хитай җамаәт хәвпсизлик минстирлиқиниң баянатчиси, ву хепиң, сәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, биз игилигән учурларға қариғанда, тибәт мустәқилчи күчлириниң бундин кейинки пилани, қанлиқ һуҗумлар елип бериш үчүн, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларни йолға қоюштин ибарәт дегән.

Лекин, тибәт тәшкилатлири, тибәтләрниң көришини тинчлиқ билән елип баридиғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң бу баянатини пүтүнләй рәт қилди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.