Хитай қирғинчилиқ характерлик қоралларни чәкләш мәсулийитини ада қилмиди
2005.09.27
Америкидики даңлиқ тәтқиқат органлиридин бири ранд копиратипи сәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитайни қирғинчилиқ характерлик қоралларға ишлитидиған назук техникилар експортини контрол қилиш җәһәттә мәсулийитини ада қилмиди, дәп көрсәтти.
Ранд копиратипиниң доклатида тәкитлинишичә, хитайниң шималий корийә ядро қораллар сөһбитигә саһипханлиқ қилғанлиқини һесабқа алмиғанда, ядро қораллар техникисиниң иран қатарлиқ дөләтләргә кеңийишини тосуш җәһәттә йитәрлик тәдбир алмиған.
Ранд копиратипи, хитайларниң өткәнки 10 йилда қирғинчилиқ характерлик қораллар експортини чәкләш тоғрисида нурғун бәлгилимиләр чиқарған болсиму, әмма бу бәлгилимиләрни иҗра қилиш үчүн хам чот вә адәм аҗратмиғанлиқини тәкитлиди.
Хитай ташқи ишлар министирлики сәйшәнбә күни баянат елан қилип, ранд копиратипиниң доклатини җоңгони"мәсулийәтсизләрчә" тәнқидлигән, дәп рәт қилди.
Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси чин гаң, "уларниң доклати пакитларға уйғун әмәс шундақла мәсулийәтсизлик," дәп әйиблигән. Чин гаңниң тәкитлишичә, хитай қирғинчилиқ характерлик қоралларни контрол қилиш мәсилисидә мәсулийәтчан дөләт икән. Әмма бу йилниң башлирида америка хитайниң 8 ширкитигә иранни һәрбий техникилар билән тәминлигәнлики үчүн имбарго қойған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай генерали зөрүр тепилғанда америкиға қарши ядро қорали ишлитишни тәшәббус қилди
- явропа парламенти шәрқий асиядики дөләтләрни өзини тутувелишқа чақирди
- явропа иттипақи хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирди
- Хитай, явропа иттипақиниң қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлишиға қарши турди
- явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду