Хитайдики милләтчилик учқунлири америкида әндишә яратмақта
2005.04.18
Роитирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң рухсити билән хитайда японийгә қарши елип берилған намайишлар, америкидики бәзи сиясәтчиләр вә мутәхәссисләрни әндишиләндүрмәктә.
Уларниң ейтишичә, хитай бир күни америкиға қаршиму мушундақ намайишларни тәшкиллиши мумкин икән.
Өткән җүмә күни америка дөләт мәҗлиси америка- хитай иқтисад вә бихәтәрлик ишлири комитетида өткүзүлгән йиғинға қатнашқан мутәхәссисләр, хитай һөкүмити хитайдики мәтбуат вә интернеттин, коммунист партийиси өзигә дүшмән көргәнләргә қарши хәлқиниң тар милләтчилик һессиятини қозғашта қорал сүпитидә пайдиланмақта, деди.
Бу қетимқи йиғинға қатнашқан вискансон университетиниң профессори идвард фридман, хитайниң асия қитәсидики әң асаслиқ рәқиби һесабланған японийиниң хитай һөкүмити тәрипидин мәқсәтлик һалда нишан қелинғанлиқини, әмди нөвәтниң америка, тәйвән вә демократийигә келидиғанлиқини тәкитлигән.
Бу арида америка һөкүмити японийә- хитай мунасивәтлиридики йириклишиштин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. (Қанат)