Москва шәһиридә рус милләтчилири коча айлинип, һәйвә көрсәтти
2005.11.06
4-Ноябир күни москва шәһириниң муһим мәркизий кочилирида рус фашистлири марш ейтип, коча айлинип, рус әмәс милләтләрни русийидин қоғлап чиқиришни мәзмун қилған шоарларни товлиди. Бу һәқтә русийиниң хәвәрләр агентлиқи учур тарқатқан болуп, буниңға тәхминән икки миңдин артуқ адәм қатнашқан.
Русийиниң "москва садаси" радиосиниң учуридин мәлум болушичә, намайишчилар думбақлирини челип, " русийә пәқәт руслар үчүн"," руслар алға" дегәндәк хәтләр йезилған лозункиларни көтүргән, бу марш ейтип меңиш шәклидики паалийәтни русийиниң явро-асия яшлар иттипақи дегән тәшкилат уюштурған болуп, буниңға рус фашистлириниң " қанунсиз кочмәнләргә қарши туруш һәрикити", "әсләш", " русийә қудрәтлик миллий дөләт партийси" қатарлиқларниң әзалири иштирак қилған.
Бу җәрянда мөтидил характергә игә " мудапиә" һәрикити дәп аталған тәшкилатниң әзалири билән фашистлар арисида кичик көләмдә тоқунуш чиққан болуп, сақчилар буни тезлик билән бесиқтурған. Хәвәрләргә қариғанда йеқинқи йилардин буян русийидә милләтчилик күчийишкә қарап йүзләнгән болуп, рус милләтчилири москва қатарлиқлар җайлардин рус әмәс милләтләрни җумлидин оттура асиялиқ, кавказлиқлар, хитайлар вә башқа чачлиқ милләтләрни қоғлап чиқириш һәрикити елип бармақта. Бу милләтләр даим рус милләтчилириниң зәрбисигә учрап, булаң талаң қилиниш һәтта өстүрүлүш әһваллириға дуч кәлмәктә. Бу һал русийидики миллий зиддийәтләрни техиму өткүрләштурмәктә. (Үмидвар)