Мисирда партлаш йүз бәрди
2005.07.24
23-Июл күни мисирниң шарим әш шейих шәһридә арқиму-арқа партлаш йүз берип, 88 адәмниң өлүши, 200 дин артуқ адәмниң ярилинишидәк паҗиә келип чиқти.
Б б ч агентлиқиниң учириға қариғанда қизил деңиз бойидики саяһәт нуқтиси һесабланған бу җайда илгири-кейин үч қетим партлаш йүз бәргән болуп, бир һәшәмәтлик меһманхана вәйран қилинған.
Қазаға учриғанларниң көпинчиси мисирлиқлар болуп, мәзкур вәқәдә йәнә йәттә нәпәр чәт әллик саяһәтчиму һаятидин айрилған вә мәлум сандикилири яриланған.
Хәвәрләргә қариғанда вәқә йүз бәргән нәқ мәйәданни көздин кәчүргән мисир президенти мубарәк бу партлашлар һәққидә тохтилип "мәзкур һуҗумлар мисирниң терроризмни қәтий йоқитиш ирадисини техиму күчәйтиду" дәп билдүрүш арқилиқ мисир һөкүмитиниң терроризмға қарши күрәшни күчәйтидиғанлиқ мәйданини ипадилиди.
Мисир сақчи даирилири вәқәдин кейин, җиддий тәдбир қоллинип, гуманлиқ дәп қаралған 35 адәмни қолға алди.
Русийә агентлиқлириниң учуриға қариғанда, мисирдики вәқәдин бир күн кейин йәни йәкшәнбә күни русийиниң чечинийә җумһурийитигә қошна дағистан җумһурийитидә бир пойиз партлап, аз дегәндә бир адәм өлгән, бир қанчә адәм яриланған болуп, әслидә бу пойизда анчә көп адәм йоқ икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лондонда сақчилар пәйшәнбә күнки партлаш вәқәси билән мунасивәтлик бир кишини етип өлтүрди
- Тоний блейр әнглийидики ислам дини рәһбәрлири билән көрүшти
- Лондондики партлаш вәқәсини садир қилғучи гумандарлар әнгилийә граждани
- Әнгилийә сақчилири лондонда нормал һаятниң әслигә келишини тәшәббус қилмақта
- Әнгилийә сақчилири партлаш вәқәсидин кейин 3 кишини қолға алди