Моңғулийидә йүзлигән киши намайиш өткүзди


2006.01.16

16‏-Декабир күни моңғулийиниң пайтәхти оланбатурда йүзлигән киши һаваниң соғақлиқиға қаримастин, парламентниң һакимийәттики бирләшмә һөкүмәтни бикар қилиш қариға қарши намайиш өткүзди.

Ройтрес агентлиқиниң нәқ мәйдандин хәвәр қилишичә, сақчилар парламент бинаси алдида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған болуп, намайишчиларни моңғулийә хәлқ инқилаби партийиси мәркизиниң бинасиға йеқинлашмаслиқ тоғрисида агаһландурған.

Өткән һәптә намайишчилар моңғулийә хәлқ партийиси мәркизигә һуҗум қилип, деризиләрни сундуруп, партийә байрақлирини көйдүргән иди.

Мол йәр асــти вә йәр үсти байлиқ мәнбәлиригә игә болған моңғулийә өткән һәптә, һакимийәт бешидики бирләшмә һөкүмәт әзалириниң йеримидин көпрәкини тәшкил қилған моңғулийә хәлқ инқилаби партийиси вәкиллириниң баш министир сахайгин әлбигдорниң һөкүмитидин истипа бериши билән чоң бир сиясий кризисқа дуч кәлгән иди.

Әлбигдор, 16‏- январ күни ройтрес агентлиқиға бәргән баянатида, моңғулийә хәлқ инқилаби партийисиниң бирләшмә һөкүмәтни ағдурушни мәқсәт қилған қарари, моңғулийидә хәтәрлик бир вәзийәтни пәйда қилди, деди.

Моңғулийидә һакимийәтниң өзгириши йеңи бир иш әмәс, әмма сиясий мулаһизичилар, бу қетимқи сиясий өзгиришниң демокрастийигә тәһдит қилидиған бир һәрикәт икәнликини билдүрмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.