Москвада кәң көләмлик йиғилиш өткүзүлди


2007.03.25

Русийиниң пайтәхти москва шәһиридә президент владимир путинни қоллайдиған миңлиған яшларниң йиғилиш паалийити өткүзүлди.

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, "бизниңкиләр" һәрикити дәп аталған мәзкур тәшкилатниңф 15 миңдин артуқ әзаси йәкшәнбә күни москваниң асаслиқ мәркизий кочилири вә мәйданлирида йиғилиш һәм марш өткүзгән. Москва сақчи даирилири муқимлиқни қоғдаш үчүн бәш миң әтрапида сақчи чиқирип, тәртип сақлиған.

Әнгилийә радио-телевизийә ширкити б б с ниң учуридин қариғанда, бу һәрикәткә қатнашқанларниң көпинчиси алий мәктәп оқуғучилири вә москва шәһәр әтрапидин кәлгән юқири йиллиқ оттура мәктәп оқуғучилиридин ибарәт болуп, уларниң көпинчиси мәхсус аптобуслар билән москва шәһиригә бикарлиқ елип келиңән икән.

Хәвәрдә көрситилишичә, "бизниңкиләр" һәрикитиниң башлиқи василий якеменко һәрикәткә қатнишидиғанларниң саниниң 100 миңға йәткүзилидиғанлиқини тәкитлигән. "Бизниңкиләр" һәрикитиниң қатнашқучилири қизил-ақ майка кийгән, қоллириға "президент билән мунасивәтлик" дегән хәтләр йезилған сомка көтүргән болуп, бу уларниң бәлгиси икән. Мәзкур һәрикәтниң башлиқи 1-апрәлдин 1-июнғичә бу һәрикәтни давам қилидиғанлиқи, буниңға техиму көп адәм қатнишидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрләргә қариғанда, бундақ хилдики паалийәт илгири үч қетим өткүзүлгән болуп, бир қанчә миң киши бир қанчә күн лагерға җәм болуп, паалийәт өткүзгән, уларға һәқсиз тамақ берилгән һәм көңүл ечиш паалийәтлири уюштурулған.

Бир қисим көзәткүчиләр "бизниңкиләр" дәп аталған бу һәрикәтниң владимир путинни қоллайдиғанлиқи, уларниң кремл тәрәпдарлири тәрипидин уюшутурулғанлиқини оттуриға қоймақта.

Келәр йили путинниң президентлиқ мөһлити тошиду. Русийидә йеңидин президент сайлими болуш алдида турмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.