Японийә, хитайниң еғир бихәтәрлик мәсилисигә айланғанлиқини билдүрди
2005.04.15
Хитай- японийә мунасивити җиддийләшкән бир пәйттә, японийә ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ ташқи ишлар доклатини елан қилип, хитайниң японийиниң бихәтәрлики үчүн еғир мәсилигә айланғанлиқини билдүрди.
Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң шәрқий җоңго деңиз территорийисидә енергийә мәнбәлирини ечиш пилани вә хитай ядро су асти парахотиниң өткән йили японийә территорийисигә бөсүп киргәнлики, японийиниң бихәтәрликигә тәһдид елип кәлгән.
японийә ташқи ишлар министирлиқи доклатида, " хитайниң бир қатар қилмишлири, японийиниң бихәтәрлики вә игилик һоқуқиға дәхли йәткүзидиған мәсилиләрни туғдурди" дегән. Әмма йәнә, икки дөләт мунасивитини яхшилашниң зөрүрийитини тәкитләп, " японийә- хитай мунасивитиниң муқимлиқи асия-тинч окян райониниң тинчлиқи вә гүллиниши үчүн кәм болса болмайду" дәп билдүргән.
Буниңдин сирт, доклатта йәнә японийигә қарши кәң көләмлик намайишниң пәқәт икки дөләт мунасивитини техиму йирикләштүридиғанлиқи тәкитләнгән.
Бу арида, японийә парламентиниң бир комитети доклат мақуллап, японийиниң 2 - дуня урушидин кийин түзгән тинчлиқпәрвәр асасий қануниға өзгәртиш киргүзүшни тәләп қилди. японийиниң авам палатаси җүмә күни мәзкур доклатни парламент башлиқиға сунған болуп, бу доклатта, японийиниң һазирқи қанунидики тинчлиқпәрвәр еқимни сақлап қалған асаста, һәрбий җәһәттики қурулушни күчәйтиш тәшәббус қилинған. (Арзу)