Америкида мустәқиллиқ байрими


2006.07.04

Бүгүн америкиниң мустәқиллиқ байрими. Америкида 1776 ‏- йили 7 ‏-айниң 4 ‏- күни әнгилийидин бөлүнүп чиқип мустәқиллиқ елан қилинғанлиқини хатириләйдиған мустәқиллиқ байрими.

Бүгүн америкиниң һәр қайси җайлирида хәлқ мустәқиллиқ байримини дағдуғилиқ тәнтәнә қилди. Параттин өтүш, намайиш қилиш, нахша -музика нумурлирини орунлаш, салют етиш қатарлиқ паалийәтләр елип берилди. Хатириләш паалийәтлиридә рәһбәрләр сөз қилип, мустәқилиқ үчүн һаятини беғишлиған вәтән қәһриманлирини әсләп, уларға һүрмәт билдүрди.

Адәт бойичә америкида мустәқиллиқ байрими өткүзүлидиған һәптидә дөләт мәҗлиси йиғин ачмайду. Парламент әзалири сайлам районлириға қайтип берип, өзлирини сайлиған хәлқ билән бирликтә байрам паалийити өткүзиду.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка авам палатаси хәлқара мунасивәтләр комитети асия-тинч окян гурупписиниң башлиқи җим лич әпәнди америкида өткүзүливатқан бу мустәқиллиқ байриминиң алаһидики һәққидә тохтилип " америка хусуси һоқуқ асасида қурулған дөләт, хәлқниң өз қолидики хусусий һоқуқни дөләт бәрмигән, дөләтниң һоқуқини хәлқ бәргән, америкида хусусий һоқуқ дөләтниң һоқуқидин әла, мана бу ‏биз америкида мустәқиллиқ байримини тәбриклигәндә әң пәхрлинидиған роһ" дегән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.