Бу йил пүтүн йәр шарида, 101 нәпәр мухбир зиянкәшликкә учриған


2004.11.16

Мәркизи бюруселдики хәлқара ахбаратчилар бирләшмиси баянат елан қилип, бу йил дуня бойичә 101 нәпәр ахбарат хадиминиң зиянкәшликкә учриғанлиқини ашкарилиған. Бу, 10 йилдин буян ахбаратчилар әң көп зиянкәшликкә учриған бир йил һисаплинидикән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, мәзкүр баянатта мухбирларниң ирақта дуч кәлгән хәтәрлиридин сирт, никарагуа, филлипин қатарлиқ җайлардиму мухбирлар еғир зиянкәшликкә учриған.

Бу һәқтә тохталған, хәлқара ахбаратчилар бирләшмисиниң баш катиби "ахбаратчилар дуч кәлгән зиянкәшликтин мәлумки, нөвәттә мухбирлар вә мәтбуат хадимлири интайин чоң бәдәл төлимәктә" дигән.

Хәлқара ахбаратчилар бирләшмиси йәнә, мухбирларға қарита елип бериливатқан зораванлиқ һәрикәтлирини қәтий йоқитиш үчүн тиришчанлиқ көрситдиғанлиқини тәкитлиди.

Хитайму, мухбирлар әң көп зиянкәшликкә учрайдиған дөләтләрниң бири болуп, алди билән һөкүмәтниң мәтбуат әркинликигә йол қоймаслиқ сиясити, кишиләрни бу дөләтниң ахбарат саһәсигә ишәнмәслик дәриҗисигә елип барған.

Хитай һөкүмити һәтта, йеқинда ахбарат саһәлиригә мәхсус буйруқ чүшүрүп, дөләт ичидә йүз бәргән бир қисим вәқәләр болупму, һөкүмәткә наразилиқ билдүрүш вәқәлирини юқириниң тәстиқисиз елан қилмаслиқни қарар қилған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.