Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати түрмидики мухбирларни қоллаш һәрикити елип бармақчи
2006.11.21
Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни 17 - қетимлиқ " түрмидики мухбирларни қоллаш күни" һәрикити елип бармақчи. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати мәзкур һәрикәтни елип бериш арқилиқ хәлқара мәтбуатларниң һәр қайси дөләтләрдики түрмиләрдә йетиватқан мухбирларға болған диққитини қозғашни мәқсәт қилған.
Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу һәқтә бәргән мәлуматида ейтилишичә, һазир дуняда җәми 131 нәпәр мухбир түрмидә ятқан болуп, уларниң көп сандикилири 10 йил, 15 йил һәтта 20 йиллиқ қамаққа елинған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати көрсәткән түрмидики мухбирлар сани әң көп болған 5 чоң дөләт арисида, хитай биринчи орунни игилигән болуп, униңдин қалса куба, ефиопийә вә берма қатарлиқ дөләтләр икән.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң мәсули "хитай, дуня бойичә түрмигә қамалған мухбирлар сани әң көп болған дөләт. Хитай пәқәт мухбирларнила әмәс, бәлки интернет тор бәтлиридә пикир баян қилған өктичиләрниму қаттиқ контрол қилип, халиғанчә тутқун қилмақта" дәп тәкитләп, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ширактин кишилик һоқуқни тәкитләшни тәләп қилди
- Хитай, дунядики ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлди
- Русийә мухбирлар үчүн әң хәтәрлик дөләтниң биригә айланди
- Вен җябав чәтәл ахбарат васитилириниң һоқуқлирини қоғдайдиғанлиққа вәдә бәрди
- явропа иттипақи хитайниң йеңи мәтбуат бәлгилимисини тәнқид қилди