Өктичиләр ақ сарай алдида намайиш өткүзүп ху җинтавниң зияритигә наразилиқ билдүрди
2006.04.20
Америка президенти җорҗ буш пәйшәнбә күни ақ сарайда хитай дөләт рәиси ху җинтавни күтүвалди.
Икки дөләт рәһбәрлири мурасимда нутуқ сөзләп, өз - ара мунасивитини техиму тәрәққи қилдүрүш үчүн өз ипадилирини билдүрүшти.
Президент буш нутқида, икки тәрәпниң иқтсадий һәмкарлиқини күчәйтиш билән биргә, хәлқара мәсилиләрдә болупму иран, корийә ядро қораллири мәсилисидә ортақ тиришчанлиқ көрситишни оттуриға қойди.
Буш йәнә, "бир җуңго" принсипини тәкитләш билән биргә ху җинтавдин хитайда сөз вә диний әркинликкә техиму кәң йол қоюлушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав нутуқ сөзләватқан пәйттә, мухбирлар арисидики бир аял юқири авазда варқирап наразилиқ билдүрди, мәлум болушичә бу аял фалуңгоң тәриқиниң қоллиғучиси болуп, кейин сақчилар уни ақ сарайдин елип чиқип кәткән.
Бу арида, ақ сарайниң йенидики лафайет бағчисида америкидики уйғурлар, тибәтләр, тәйвән мүстәқилчилири вә фалуңгоң муритлири бирликтә байрақ вә лозункилирини көтүрүшүп кәң көләмлик наразилиқ намайиши елип барди.
Уйғурлар, ху җинтав бу йәрдин йоқал, уйғурларға әркинлик, уйғурларға мустәқиллиқ дегәнгә охшаш шуарларни товлиди. (Әқидә)