Москвада өктичиләрниң намайиши йүз бәрди
2006.12.17
Русийә агентлиқлириниң учурлиридин қариғанда, москва сақчи даирилири зор санда сақчи аҗритип намайисчиларни қоршивалған. Хәвәрләрдин қариғанда, намайишчиларниң сани 2000 миңдин ашқан болуп, наразилиқ билдүргүчиләр кремил сарийиниң йеқиндин буян йүргүзүватқан демократийигә қарши туруп, пүтүн һоқуқларни мәркәзләштүривелишиға қаршилиқ билдүргән. Намайишни русийә миллий болшевиклар партийиси, пуқралар бирләшмә фронти вә русийә хәлқ демократик партийиси қатарлиқлар тәшкиллигән.
Русийә даирилири тик учар айропиланларни ишқа салғандин сирт йәнә намайишчиларға су чачқан вә чоң камаз машинилар арқилиқ уларниң башқа асаслиқ кочиларға кеңийишини тосқан.
Йәкшәнбә күни "бизниңкиләр" дәп аталған яшлар тәшкилати москва, санкит петербург қатарлиқ 50 нәччә русийә шәһиридә намайиш уюштурған болуп, москва шәһиридики намайишқа 25 миң " қар бовай" кийими кийгән яш қатнишип, 1941-йили 16-дәкабирдики москва урушиниң ғәлибисиниң 65 йиллиқини хатириләп, барлиқ уруш қатнашқучилириға соға тәқдим қилған.
Бу қетимқи намайишкиларниң тәркиби мурәккәп болуп, һәтта фашистлиқ пикир еқимға мәнсуп яшларму мәйданға чиқип, демократик пикирдикиләр арисида тоқунуш йүз бәргән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә мухбирлар үчүн әң хәтәрлик дөләтниң биригә айланди
- Путин йиллиқ дөләт әһвали доклатида нопусниң азийиш әһвали һәққидә тохталди
- Русийә президенти путин келәр айда хитайни зиярәт қилиду
- Украинийә билән русийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди
- Русийә билән украинийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди