Русийә сақчилири москвада намайишчиларни тутқун қилди
2007.04.14
Русийә сақчилири шәнбә күни кремл йеқинда президент владимир путинниң сиясәтлиригә қарши наразилиқ намайиши өткүзмәкчи болған аз дегәндә 170 кишини тутқун қилди. Ройтерс агентлиқиниң москвадин хәвәр қилишичә, тутулғанлар арисида дуня шаһмат чимпйони гари каспароф қатарлиқ нурғун тонулған сиясий өктичиләр вә мухбирлар бар икән.
Хәвәрләргә қариғанда, рус сақчилири москва шәһәрлик һөкүмитиниң буйруқи билән намайишчиларниң кремл йеқинда йеғилишиға рухсәт бәрмәй, уларни аптобуслириға селип дәрһал елип кәткән. Русийә бихәтәрлик даирилириниң билдүрүшичә, москва сақчиси намайишчиларға қарши алдин тәдбир алған болуп, кремл мәйданиниң өзидила миң әтрапида сақчи хадими орунлаштурған икән.
Гари каспарофниң адвукатиниң билдүрүшичә, рус сақчилири гари каспарофни, намайишчилар билән бирликтә болған һәмдә һөкүмәткә қарши шуар товлиған дәп, тутқун қилған.
Азадлиқ радиоси мухбирлириниң москвадин хәвәр қилишичә, русийә сақчилири қизил мәйдандики намайишқа рухсәт қилмандин кейин, 1000 әтрапида сиясий паалийәтчи москва шәһәр мәркизиниң йәнә бир кочисида йиғилип, наразилиқ һәрикитини давамлаштурған. Бу йиғилишта сөз қилғанлар арисида русийиниң сабиқ баш министири михаил касянофму бар икән. У намайишта қилған сөзидә, русийә һөкүмити әркин вә адаләтлик сайламдин чүчүватиду дәп, көрсәткән.
Җүмә күни, лондонда яшаватқан русийилик милярдәр борис беризовски, бир гезитиға бәргән баянатида, русийидә бир инқилаб қозғайдиғанлиқини җакарлиған иди. Лекин хәвәрләргә қариғанда, шәнбә күнидики намайишни тәшкиллигәнләр уларниң һәрикитиниң беризовскиниң баянати билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини билдүргән. (Қанат)