Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
2007.09.26
Бермида хәлқ йеқилғу баһаси өрләп кәткәнликигә қарши өткүзгән намайиш давам қилип 9 - күн болғанда, берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған раһипларни қораллиқ бастурди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, намайишчилардин аз дегәндә 4 адәмгә оқ тегип өлгән, 100 дин артуқ адәм яриланған, 200 адәм қолға елинған. Комедийә әртиси заганар вә әркин язғучи винниян қатарлиқ мәшһур әрбаблар өйидин тутуп кетилгән.
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, берма һәрбий һөкүмити25 - сентәбир күни 60 күнгичә кәч саәт 9 дин әтигән саәт 5 кичә кочиларда бәштин көп адәм топлишип меңишқа болмайду, дәп җакарлиған вә яңгун шәһиридики 6 будда ибадәтханисини муһасиригә елип, раһипларниң һәрикитигә назарәт қилишқа башлиған. Бу 1998 - йили намайиш қилинған муһим җайлар иди. Әйни вақитта мушу җайларда 3000 адәм өлтүрүлгән иди.
Б б с ниң баян қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 26 - сентәбир күни кәчтә җиддий йиғин чақирип берма вәзийитини музакирә қилиду.Америка президенти җорҗ буш берма һәрбий һөкүмити билән иқтисадий мунасивити бар кишиләрниң америкиға кириши чәклинидиғанлиқини җакарлиди. Австралийә һөкүмити берма һөкүмитигә хитай билән һиндистан бесим ишлитиши керәк, дәп тәшәббус оттуриға қойған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Хейлуңҗяңда деһқанлар билән хитай сақчилар тоқунушти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати наразилиқи билдүрүш паалийити елип барди
- Қирим татарлири сақчилар билән тоқунушти
- Пакистанда хитай пуқралири етип өлтүрүлди
- Пакистандики қизил мәсчитлик талиплар билән болған сөһбәттә илгириләш болмиди
- Қизил мәсчиттики тоқунуш давамлашмақта
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
- Хитай билән русийә б д т ниң берма кишилик һоқуқи қарарини немә үчүн рәт қилди ?