Хитай, русийә сақчилириниң хитай содигәрлириниң маллирини мусадирә қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди

Хитайниң русийигә турушлуқ баш әлчиханиси йеқинда русийә сақчилириниң москвадики бир базардики винҗувлуқ хитай содигәрлириниң маллирини мусадирә қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, русийә сақчилири 12 - март күни москва шәһириниң җәнубидики бир базарда тәкшүрүш елип бериш җәрянида, 10 нәччә винҗулуқ аяқ содигирини әткәсчилик қилған дәп әйибләп, уларниң маллирини мусадирә қилған вә әтиси бу хитай содигәрлирини тутқан. Русийә даирилири бу хитай содигәрлириниң таможна рәсмийәтлирини толуқ биҗирмигәнликини көрсәткән.

Хитай даирилири болса, русийә вә хитай оттурисида рәсмийләшмигән бәзи сода шәкиллири бар икәнликини көрситип, бу тәртипкә селиништин бурун, қарши тәрәп содигәрлириниң һоқуқиға дәхли- тәрүз йәткүзүшкә болмайдиғанлиқини билдүргән вә русийә сақчилириниң бу һәрикитини " йолсизлиқ" дәп атиған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә, тутулған хитай содигәрлириниң қоюп берилгән- берилмигәнлики тилға елинмиған. Бирақ, русийә даирилириниң хитай содигәрлириниң маллирини қайтуруп беришни рәт қилип келиватқанлиқини көрситилгән. (Арзу)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org