Ш а о ә т афғанистантики қисмлирини кеңәйтишкә қошулди


2005.02.11

Франсийиниң нис шәһиридә пәйшәнбә күни чақирилған ш а о ә т (шималий атлантик окян әһди тәшкилати NATO) ниң мудапиә министирлар йиғини, афғанистандики һәрбий қисимлирини мәзкур дөләтниң ғәрбидики районларға кеңәйтишкә қошулди. Ш а о ә т министирлар йиғини, мәзкур қарарни ш а о ә т дики америка қатарлиқ үч иттипақдаш дөләтниң тәклипигә бойичә чиқарған.

Бу қарар, ш а о ә т ниң афғанистандики тинчлиқ һәрикитини кеңәйтиш пиланиниң бир қисими болуп, ш а о ә т ниң вәзиписи афғанистанда тинчлиқни қоғдаш шундақла һамид карзай һөкүмитиниң тәсир күчини башқа өлкиләргә кеңәйтиштин ибарәт.

Ш а о ә т ниң баш катипи шефирниң билдүрүшичә, мәзкур һәрбий тәшкилат афғанистанға әвәтилидиған қисимларни бекитип болған. Иттипақ тәркивидики италийә, испанийә вә летва қатарлиқ дөләтләрниң һәрбий қисимлири пат арида ғәрбий афғанистанға орунлишидикән.

Һазир ш а о ә т ниң афғанистандики тинчлиқни қоғдаш қошуниниң тәркивидә икки америка қисими вәзипә өтәватиду. Америка , ш а о ә т ни афғанистандин сирт ирақтиму вәзипә елишқа үндимәктә. Ш а о ә т ниң ирақ қисимлирини тәрбийиләшкә мәйли бардәк қилсиму бирақ, тәлим тәрбийиниң қәйәрдә елип берилидиғанлиқини музакирә қилишқа тоғра келидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.