Шималий атлантик әһди тәшкилати афғанистанниң бихәтәрлики үчүн хизмәт көрсәтмәктә
2006.10.05
Шималий атлантик әһди тәшкилати пәйшәнбә күни, афғанистандики чәтәл қошунлириниң һәрбий қоманданлиқ хизмитини пүтүнләй өткүзүвалди.
Ройетирис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилати йәни нато, америка һәрби даирилири тәрипидин башқурулуватқан барлиқ қоманданлиқ һоқуқини тапшуруп елип, афғанистанниң шималий, ғәрбий, җәнубий һәмдә пайтәхт кабулни өз ичигә алған районларниң бихәтәрликини қоғдаш ишлирини йолға қоюшқа башлиди.
Нато тәшкилатиниң баянатчиси, натониң нөвәттә елип баридиған әң муһим вәзиписиниң, афғанистанниң бихәтәрликини ашуруп, афғанистанни қайта қуруш тәрәптә үнүмлүк нәтиҗә яритишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.
Афғанистанда натониң қоманданлиқи астида вәзипә өтәватқан һәрби қисимларниң сани 33 миң болуп, буларниң ичидә 12 миңға йеқин әскәр америка әскәрлири һесаблиниду. Афғанистан тарихтин буян , нато әскәрлири әң көп орунлашқан дөләтләрниң бири.
Мунасивәтлик мақалилар
- Афғанистанниң пайтәхти кабулда өзини өлтүрвелиш характерлик партлитиш һуҗуми йүз бәрди
- Җәнубий афғанистанниң бихәтәрликини қоғдашни NATO қисимлири өткүзүвалди
- Афғанистандики тоқунушларда аз дегәндә 70 талибан милитани өлди
- Афғанистанниң җәнубида уруш йәнила давамлашмақта
- Нато командириниң көзитишичә, афғанистанда талибанлар күчлинип кәткән









