Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди


2004.12.09

Шималий атлантик окян әһди тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, ирақтики армийә тәрбийләш ишлириға техиму актип һалда қатнишидиғанлиқини билдүрди.

Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш сикритари шәфир, ирақ армийисини тәрбийиләшкә әвәткән хадимлириниң санини 60 тин 300 гә көпәйтидиғанлиқини билдүрди.

Буниң алдида, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишқи ишлар министирлири бирийосилда йиғин ачқан. Америка ташқи ишлар министири колин павел , явропа әллириниң ирақ вә афғанистандики хизмәтләргә техиму актиплиқ билән қатнишишини тәләп қилған.

Хәвәргә қариғанда, полша, вингирийә, голландийә вә норвигийә қатарлиқ шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң әзалири америкиниң тәлипигә иҗабий инкас қайтурған. Бу сәвәбтин шималий окян әһди тәшкилати ирақтики армийә тәрбийиләш ишлири үчүн кичик бир әтрәт әвәтишни қарар қилған. Әмма ирақ урушиға қарши, франсийә, гирманийә қатарлиқ дөләтләр болса, буниңға қатнишишни рәт қилған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.