Шималий атлантик окян әһди тәшкилати күчлири талибанлар билән йеңи бир мәйдан җәң қилди


2007.11.25

Афғанистанда турушлуқ шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң қошунлири билән талибан қораллиқ қошунлири арисидики тоқунушлар давамлашмақта һәмдә талибанлар шуниңдәк н а т о һәрбий хадимлириниң өлүм-йетим әһваллириму күнсайин көпәймәктә.

Шәнбә күни афғанистан билән пакистан чегрилинидиған пактия өлкисидә "нато" қошунлири билән талибанлар арисида бир мәйдан тоқунуш йүз бәргән болуп, "нато" қошунлири бу җайлардики талибанларға туюқсиз һава һуҗум елип барған, нәтиҗидә бу һуҗумда аз дегәндә 65 талибан унсури өлтүрүлгән.

Америка авази радиосиниң афғанистан даирилириниң учурлиридин нәқил кәлтүрүшичә һава һуҗуми елип берилиштин илгири " нато" вә афғанистан һөкүмәт әскәрлири икки машина вә ат-улағлар билән қорал-ярақ тошуватқан талибанларни сезип қалған болуп, нәтиҗидә икки тәрәп арисида бир мәйдан җәң йүз бәргән, шуниң билән нато айропиланлири йетип келип талибанларни бомбардиман қилған икән.

Хәвәрләрдин қариғанда, талибанларниң һәрикити асаслиқи афғанистанниң җәнубидики һелмонд өлкиси, қәндиһар өлкиси қатарлиқ җайларға мәркәзләшкән болуп, бу районларда пашту миллити көп санлиқни игиләйду. Инкаслардин қариғанда, талибан пидаийлириниң көпинчиси паштулар болуп, афғанистан президенти хамид карзай талибанлар билән сөһбәт өткүзүшни тәшәббус қилған болсиму, лекин нәтиҗә көрүлмигән иди.

Афғанистанда мушу қисқиғина бир йилдин коп вақит ичидә алтә миң адәмниң қораллиқ тоқунушларға мунасивәтлик сәвәбләр билән һаятидин айрилған икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.