Японийә, ширкәтлириниң шәрқий деңиз саһилида нефит қидиришиға йол қоймақчи


2005.04.13

японийә һөкүмити чаршәнбә күни шәхсий ширкәтләрниң талаш-тартиштики шәрқий деңиз саһилида нефит қидириш ишлири билән шуғуллинишиға йол қойидиғанлиқини җакарлиди. Хитай һөкүмити бу районларни өзиниң дөләт тәвәликигә тәвә дәп қарайтти.

Токйониң бу баянати хитайда японийиниң тарих дәрсликикә қарши елип берилған кәң-көләмлик намайишидин кейин чиқирилған болсиму, әмма японийә баш министири җуничиру койзуми буниң хитайдики намайиш билән һечқандақ алақиси йоқлиқини билдүрди. Нөвәттә анализчилар, хитай һөкүмитиниң буниңға техиму наразилиқ билдүрүши мумкинликини пәрәз қилмақта.

Шәрқий деңиз саһили японийә билән хитай изчил талишип келиватқан районлар болуп, японийә илгири көп қетим хитайниң бу җайларда елип бериватқан нефит қидириш ишлириниң японийә территорийисигә кирип кәткинигә қарши чиққан иди. Бирақ хитай һөкүмити буниңға писәнт қилмиди.

японийә ширкәтлири болса 1960 - йиллардин башлапла бу районларда нефит қидиришни тәләп қилип кәлгән болуп, лекин японийә һөкүмити бу районлар талаш-тартиштики җайлар болғанлиқи үчүн, японийә ширкәтлириниң тәливини қобул қилмиған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.