Хитайниң CITIC ширкити қазақистандики канада нефит ширкитини сетивалмақчи
2006.10.27
Дөләт контроллидики хитай хәлқара һәссидарлиқ вә мәбләғ селиш ширкити канада дөләтлик енергийә ширкитиниң қазақистандики қараҗанбас нефитликини сетивелишкә 1 милярд 900 милйон доллар баһа қойди. Лекин бу сода канада нефит ширкити пай чеклириниң мақуллуқидин өтүши керәк. Әгәр канада вә қазақистан һөкүмәтлири бу содини тәстиқлисә, бу хитайлар сетивалған 3 - чоң чәтәл нефит әслиһәси болуп қалиду.
Канада дөләтлик енергийә ширкитиниң 76 % пай чекини контрол қилидиған еколо мәбләғ ширкити қазақистандики канада нефитликини хитайға сетишқа қизиқидиғанлиқини билдүрмәктә. Бу сода бу йил 12 - айғичә бир тәрәп болуши мумкин.
Канада дөләтлик енергийә ширкитиниң қазақистанниң қараҗанбас нефитликидин күнигә 5 миң варил нефит чиқиду. Бу нефитликтики қарамай записи 340 милйон варил, дәп пәрәз қилинмақта.
Хитай өткән йили канаданиң қазақистандики йәнә бир нефит ширкити қазақистанни 4 милярд 180 милйон долларға сетивалған. Хитай қазақистан негиф әслиһәлиригә мәбләғ селишни тезләтмәктә. Икки дөләт арисидики атасу - алатав нефит туруба йоли бу йилниң оттурилирида ишқа кириштүрүлгән. Енергийә бихәтәрлики хитай иқтисади тәрәққиятидики җидди мәсилигә айланмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди
- Атасу-алатав нефит турубиси сода характеридики нефит импортини рәсмий башлиди
- Җуңго билән русийә алтайға газ турубиси ятқузмақчи
- Русийә алтай арқилиқ хитайниң шәрқи деңиз районлирини тәминләйдиған тәбии газ турубиси ясимақчи
- Хитай-әрәб әллири мунасивити вә униң америкиға көрситидиған тәсири