Непал далай ламаниң катмандудики ишханисини тақиди
2005.01.27
Непал һөкүмити тибәтләрниң роһани даһиси далай ламаниң непал пайтәхти катмандудики икки ишханисини тақиған.
Тибәт хәвәр мәнбәәлириниң ашкарилишичә, непал һөкүмити далай ламаниң катмандудики вәкилиниң ишханиси билән тибәт муһаҗирлар параванлиқ ишханисини тақиған. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тибәт муһаҗирлар параванлиқ ишханисидики хадимлар, катмандудики тибәт параванлиқ ишханиси непал ички ишлар министирлиқиниң буйруқи бойичә тақалғанлиқини билдүргән. Катмандудики тибәт мусапирлар параванлиқ ишханиси непалдики 20 миңдин артуқ тибәтликниң параванлиқ хизмитигә мәсул болуп кәлгән.1959 - Йилдики тибәт қозғилиңидин кейин җәнубий асиядики һиндистан, непал қатарлиқ дөләтләргә қечип чиққан тибәт мусапирлириниң сани 100 миңдин ашқан иди.
Хитайниң непалдики баш әлчиханиси йеқинқи йиллардин бери, тибәтләрниң непалдики мусапирлар ишханилирини тақаш тоғрисида катманду һөкүмитигә қаттиқ бесип ишлитип кәлгән. Хитайниң ғәзипини қозғап қоюштин әнсиригән нәпал , бейҗиң даирилириниң тибәткә игилик һоқуқ йүргүзүшини етирап қилған.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәрқилишичә, непал һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир ташқий ишлар әмәлдари, мәзкур дөләттики тибәт ишханилириниң непал қанунлири бойичә тизимға елинмиғанлиқини билдүргән. Катмандудики тибәт мусапирлар параванлиқ ишханиси, һималая тағлиридин өтүп далай ламаниң шимали һиндистандики қараргаһиға баридиған тибәт мусапирлар үчүн мулазимәт қилатти. Непалға қечип чиққан тибәтләр, б д т мусапирлар идарисиниң тонуштуруш қәғизигә ершип, бу йәрдин дарамсалаға кетәтти. . (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нипал һөкүмити 27 тибәтлик мусапирни қолға алди
- Хитайда непалға қорал йөткигән кишиләр қолға елинди
- Хитай непалға бир дохтурхана қуруп бәрмәкчи
- Хитай өлүм җазаси бәргән тибәт раһиби техичә һаят икән
- Хитайлар америка кеңәш палатасиниң тәлипини рәт қилди
- Америка кеңәш палатаси хитайдин тибәт раһибини қоюп беришни тәләп қилди
- Далай хитай һөкүмитини тибәт раһибиниң һаятини сақлап қелишқа чақирди
- "Учур дәвридики милләтләр мунасивити" намлиқ йиғин ечилди