Түрк язғучиси орхан памуқ нобил әдәбият мукапатиға еришти
2006.10.12
2006 -Йиллиқ нобил " әдәбият мукапати" түркийә язғучиси орхан памуққа берилди.
Нобил мукапати оргини орхан памуққа "мәдәнйәт тоқунушиниң симвули" дәп нам бәргән, у нобил әдәбият мукапатиға еришкән тунҗи түрк язғучиси һесаблиниду. Орхан памуқ 1952 - йили истанбулда туғулған болуп, у истанбул техник универиситетиниң бинакарлиқ кәспидә вә истанбул универиситетиниң ахбарат бөлүмлиридә оқуған.
Орхан памуқ 23 яшқа киргәндә, роман йезиш қарариға келип, 1982 - йили" җәвдәт бәй вә униң оғуллири" намлиқ тунҗи романини елан қилған.
Униң иккинчи романи" үнсиз өй " франсуз тилиға тәрҗимә қилинип, китабханларниң қизғин алқишиға мүйәссәр болғандин сирт, йәнә" Prix франсийә мәдәнйәт мукапатиға еришкән.
Орхан памуқниң 1985- йили елан қилған " ақ қәлә " романи 1990 - йили дәсләп, ингилизчигә тәрҗимә қилинип, кейин нурғун тилларда нәшр қилинғандин кейин, униң хәлқарада нам қазинишиға йол ачти.
Орхан памуқ, роман, повист вә һикайә елан қилипла қалмастин, түрлүк илмий жорналларда сиясий мақалиларму елан қилған. Орхан памуқ мәлум бир сиясий мақалисидә , уйғурларниң нөвәттә хитайниң сиясий зулмиға дуч келиватқанлиқини оттуриға қойған. (Әқидә)









