Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди


2008.02.12

12 - Феврал, сәйшәнбә күни, нәччилигән нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт йезип, бейҗиң һөкүмитини олимпик ғайисигә бойсунуп дарфур мәсилисидә судан һөкүмитигә бесим ишлитишкә қистиди. Ройетирс агентлиқиниң көрситишичә,, мәзкур хәттә хитайниң судан һөкүмитиниң әң асаслиқ иқтисади, һәрби вә сияси ширики болуш һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болуш супити билән дарфурда адаләт вә тинчлиқни йолға қоюшқа пурсити вә мәҗбурийитиниң барлиқи оттуриға қоюлған.

Мәзкур хәткә нобел тинчлиқ мукапати саһиби бишоп карлос, ширин ебади, адолф пәрәз, ели виесел қатарлиқлар вә бир қисим ғәрб сиясийонлири вә сабиқ олимпик тәнһәрикәтчилири вә америка кино чолпини мия фарров қатарлиқлар бирликтә имза қоюп хитай президенти ху җинтавға йоллиған.

Бейҗиң даирилири дарфур районида қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмитини сияси җәһәттин қоллап һәрбий җәһәттин ярдәм берип келиватқан болғачқа америка кино чолпини мия фарров хитай һөкүмитиниң судан һөкүмитини қоллаш мәйданини өзгәртиш үчүн нурғун паалийәт елип барған вә алдинқи йили өктәбирдә, хитайда өткүзилидиған олимпикини "қирғинчилиқ олимпики" дәп атап хитай һөкүмитини суданға ярдәм беришни дәрһал тохтитишқа чақирған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.