Б д т дуня нопусиниң 2050 - йили тоққуз милярдтин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йеңидин елан қилған тәкшүрүш доклатиға қариғанда, дуня нопуси 2050 - йили тоққуз милярд йүз милйонға йетиши мумкин икән.
Тәкшүрүш доклатидин ашкарилинишичә, гәрчә тәрәққий тапқан дөләтләрдә туғут нисбити төвәнләп кетиватқан болсиму, әмма тәрәққи қилмиған дөләтләрдә тәбиий көпийиш нисбити аз дегәндә бир һәссә ашидикән. Бир қисим намрат дөләтләрдики аһалә үч һәссә қатлиниши мумкин икән.
Һазирқи дуня нопуси 6 милярд бәш йүз милйонға йетиду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиға қариғанда, кейинки 45 йил ичидә йеңи қошулидиған икки милярд алтә йүз миң нопусниң йерими хитай, пакистан, һиндистан, нигирийә қатарлиқ тоққуз дөләттә болидикән. (Арзу)
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т йиғинида, оттура асияниң бихәтәрлик вәзийити музакирә қилинди
- Б д т, апәт райониға ярдәм бермәкчи болған дөләтләрни вәдисини ишқа ашурушқа чақирди
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Б д т баш секритари кофи аннан хитайда зиярәттә болди
- Б д т кишилик һоқуқ тәкшүргүчилири хитайни әйиблиди