Хәлқара җәмийәт шималий корийиниң ядро синиқи пиланини қаттиқ әйиблиди
-
2006-10-04 -
-
-
Бирләшмә агентлиқиниң сиол шәһиридин хәвәр қилишичә, шималий корийигә қошна дөләтләр йеқинда коммунст корийиниң ядро синиқи елип беришиға қәтий қарши туридиғанлиқини ипадилигәндин кейин, хәлқара җәмийәтләр уларни қоллиди. Америка қатарлиқ бирмунчә дөләтләр оттуриға чиқип шималий корийини әйиблиди.
Америка ташқи ишлар миниитирлиқиниң баянатчиси 'шималий корийиниң ядро синиқи елип бериш пилани асияғила әмәс, пүтүн дуняға қилинған иғвагәрчилик' деди. Әнгилийәниң баянатчиси 'шималий корийиниң ядро синиқи елип бериш пилани пинйоң үчүн еғир ақибәт кәлтүриду' деди. Җәнубий корийә призидент ишханисиниң баянатчиси ' биз һазир дөлиитмизниң бихәтәрлик сегнал дәриҗисини юқири өрләттуқ, бәзи муһим мәсилиләр үстидә қошна дөләтләр билән сөһбәтлишиватимиз' деди. Франисийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчисиму 'шималий корийиниң ядро пилани район характирлик муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқиридиған муһим амил' деди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, японийиниң ташқи ишлар мниситири таро асониң пузитсийиси наһайити қәтий, у сөзидә 'шималий корийә тинчлиққа тәһдит салса, уни һәргиз кәчүрмәймиз' дегән. Әмма хитай һөкүмитиниң шималий корийиниң ядро синиқи елип беришиға қарита тутқан позитсийиси башқа дөләтләрдәк әмәс, хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси пәқәт 'биз шималий корийиниң ядро синиқи елип бериш мәсилисигә соғуққанлиқ билән муамилә қилишини вә өзини тутувелишини үмид қилимиз' дегән.