Испанийидики басик тәшкилатчилири тутқун қилинди


2007.10.07

Испанийидики мустәқиллиқ тәрәпдарлири һесаблинидиған басикларниң " иттипақ" партийисиниң 23 нәпәр әзаси йеқинда испанийә сақчилири тәрипидин қолға елинған. Испанийә һөкүмити басик мустәқиллиқ һәрикитигә қарши туруп, бирақла көп адәмни қолға алғандин кейин шәнбә күни испанийиниң бир қанчә шәһиридә басикларниң наразилиқ намайишлири йүз берип, қолға елинған адәмләрни қоюп беришни тәләп қилған.

Ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, испанийә сақчилири басикларниң мәзкур "иттипақ" партийисиниң 23 нәпәр асаслиқ рәһбирини қолға елип, уларни терроризм билән әйибләп сотлашқа тапшурған.

"Иттипақ" партийиси басик мустәқилчи қораллиқ тәшкилат "әйта" ниң бир тармиқи болуп, мәзкур тәшкилат испанийә һөкүмити тәрипидин террорчи тәшкилат дәп елан қилинған . " Әйта" тәшкилати йеқинда қораллиқ қаршилиқини тохтитип, испанийә һөкүмити билән тинчлиқ васитиси арқилиқ басикларниң мустәқиллиқ мәсилилири музакирә қилмақчи болған болсиму, лекин испанийә даирилирида һечқандақ илгириләш болмиған.

Америка һөкүмитиму басик һәрикитини террорлуқ тәшкилат тизимликигә киргүзгән, басиклар испанийиниң ғәрбий шимали билән франсийиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан аз санлиқ милләт болуп, уларниң испанийидики сани икки йерим милйон әтрапида, франсийидики сани бәш йүз миң келиду. Улар католик диниға ишиниду. Басиклар 20-әсирниң 50-йиллиридин етибарән мустәқиллиқ һәрикити башлиған болуп, 70-80-йилларда юқири пәллигә көтүрүлгән.

Басиклар "әйта" тәшкилатиниң рәһбәрликидә давамлиқ мустәқиллиқ һәрикити елип барған болуп, хәлқара җәмийәтниң бесими билән улар қораллиқ һәрикәтни тохтитип, испанийә һөкүмити билән сөзлишиш арқилиқ басикларниң йүксәк сиясий һоқуқини қолға кәлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ испанийә һөкүмити уларни террорлуқ вәқәлири билән бағлашқа тиришқан. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.