Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири хитайниң олимпик йиғини өткүзүшигә қарши қанун тәклип лайиһиси бәрди
2005.04.29
Америка дөләт мәҗлисиниң икки әзаси, алдинқи күни хитайниң 2008 - йили олимпик йиғини өткүзүшигә қарши қанун тәклип лаһийиси оттуриға қоюп, бейҗиң һөкүмити кишилик һоқуқ хатирисини яхшилимиса, олимпик йиғини өткүзүш һоқуқини бикар қилишни тәләп қилди.
Мәзкур қанун тәклип лаһийиси авам палата әзаси кристофир симит билән томас танкиридо тәрипидин оттуриға қоюлған. Авам палата әзаси танкиридо, " хитай хәлқара җәмийәт тәрипидин мукапатланмаслиқи керәк," дәп тәкитлиди. У мундақ дәйду: " һазир хитайда кишилик һоқуқ кәң көләмдә дәпсәндә қилинмақта. Биз бундақ һөкүмәтниң олимпик йиғини өткүзүшигә мәңгү йол қоймаслиқимиз керәк."
Авам палата әзаси кристофир симит, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқини әскәртип, америкиниң бейҗиң олимпик йиғинини көздин кәчүрүшини тәләп қилған. У, қанун тәклип лайиһиси бериш сәвәби һәққидә тохтилип, " фалунгоңчилар харлаш сәвәбидин өливатиду. Уйғурлар, католиклар, християнлар һәтта буддистлар зийәнкәшликкә учримақта," дәп көрсәтти. Әмма бейҗиң олимпик мусабиқисини бикар қилиш тоғрисидики қанун тәклип лайиһиси, авам палатасидики бәзи әзалар тәрипидин бәк радикал һәрикәт, дәп қаралған.
Авам палата әзаси җим лич, "мәдәнийәт билән сиясәтни арлаштурвәтмәслик" кә чақирған. Авам палата әзаси доналд пейни, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини өзгәртишигә пурсәт бериш керәк, дәп көрсәткән. (Әркин)